Исрайил Ибрагимов - Жужа ва самолет

12.12.10 | yabgu

http//photoload.ru/data/76/a6/74/76a6744cfc6f228e94c539f0a1452ccf.jpg


Җүҗә вә самолет - Роман
Author: Исрайил Ибрагимов
Translator: Малик Садиров
Publisher: Б.: Турар
Publication date: 2009
ISBN 978-9967-421-70-7
Number of pages: 264
Format / Quality: PDF
Size: 2,8 Mb
Language: Uyghur

Цитата:

САБИРӘ ҺӘДӘ – ИНСАН БАЛИСИ
(Исрайил Ибрагимовниң “Җүҗә вә самолет” романи һәққидә)


Мениң шуниңға ишәнчим камилки, һазирқи күндә һәқиқий язғучи китавини өзиниң маңлай тәри, тапан һәққи һесавиға нәшир қилдурушқа қабил әмәс. Әндиликтә язғучи әмгиги билән һәтта күндилик нениғиму пул тапалмайду, шуңлашқа китавиңни чиқириш үчүн бирәр башқа иш билән, тола чағда әдәбияттин тамамән жирақ иш билән мәшғул болушқа мәҗбурсән. Мана шуниң үчүнму китавини өзиниң пулиға нәшир қилдурған муәллипкә нисбәтән мән гуман билән қараймән. Көпинчә мундақ “бәдиий” әсәрләр әмәлиятта бемәна “йезиқчи-лиқниң” мәһсули, яхши дегәндә, әдәбиятқа охшитип беқишниң мәһсулидур. Һазир һәқиқий язғучи кәлгүсигә үмүт қилип йезишқа яки Һамий, меценат, бир сөз билән ейтқанда, әдәбият ғәмхорчисини издәшкә мәҗбур.
Бәхиткә яриша, мундақ учришишлар пат-пат болуп турмисиму, һәр һалда бәзи чағда йүз берип қалиду. Язғучи Исрайил Ибрагимов (шуни тәкитлимәкчимәнки, у һәқиқий истедатлиқ әдип) өзиниң меһриван ғәмхорчисини алтә жил күтти вә ахири ундақ сехи адәмгә дуч кәлди (демәк, йәр йүзидә Аллатаала бар охшайду). Униң “Җүҗә вә самолет” намлиқ романи бизниң күч-қувитидин айрилип, мүшкүл һаләткә йәткән дөләт нәшриятлиримизда, журналлиримизда өзиниң вақти-саатини күтүп алтә жил ятти, әгәр Исрайил Ибрагимовниң тәлийигә Бишкек шәһириниң яш тиҗарәтчиси Ялқунҗан Мунаров чиқмиған болса, униң китави йәнә нәччә жил ятар еди десиңизчу. У қол язмини диққәт билән оқуп чиқти вә бари-йоқи бир ай давамидила униң ахчисиға һәҗими анчә чоң болмиған жиғинчақ роман “Достлуқ” хәлиқ ара нәшриятидин бесилип чиқти.

Мана муқависида Матис “Икари” тәсвирләнгән ихчам китап әнди мениң қолумға тәгди. Миннәтдар язғучи өзиниң меһриван, қәлби дәрия ғәмхорчисиға (уни “Һамий”, дәп аташқа мениң тилим бармайду) әҗайип сөзләрни беғишлиған. Йәнә келип униңда романниң қандақту бир ачқучи бардәк туюлиду маңа. Мана у сөзләр: “Өз хәлқигә, өз мәдәнийитигә — муруввәтлик билимләр ғәзнисигә, түгимәс, пүтмәс вә әҗайип шерин үмүтләр мәнбәсигә болған муһәббитини жүригидә асрап сақлаватқан қиммәтлик Ялқунҗан Мунаровқа!”

Адәмләрни сөйүштинму бәдиийлигирәк һеч нәрсә йоқ, дәп ейтқан, әтималим, Ван-Гог болса керәк. Шу пикир нуқтәий нәзәридин қарисақ, “Җүжә вә самолет” романи алий дәриҗидики бәдиий әсәр, чүнки у муәллипниң өз қәһриманлириға, өзиниң җапакәш уйғур хәлқигә болған тәбиий, җанлиқ пәрзәнтлик муһәббитигә толуп-ташқан.

Романниң өзи муәллип тәрипидин жигирмә жил давамида иҗат қилинған болуп, әсәр талантлиқ язғучиниң, геологниң, алий мәктәп педагогиниң шәхсий тәғдири вә иҗадийити билән чәмбәрчас бағлиқ. Униң қәлимигә китапханлар вә тамашибинлар тәрипидин жуқури баһаға егә болған икки роман, бир нәччә повесть вә һекайә, бәдиий вә һөҗҗәтлик фильмларниң жигирмигә йеқин сценарийиси мәнсүп.

Исрайил Ибрагимовниң йеңи китавини (бу униң төртинчи китави) һәқлиқ йосунда хәлиқ романи, дәп аташқа болиду, чүнки униң қәһримани — Сабирә һәдә – барлиқ ярилиши билән өз хәлқиниң ичидин чиққан инсан, өз хәлқиниң әң яхши вә алаһидә пәзиләтлирини: тирикчиликтики данишмәнлигини вә әмгәкчанлиғини, чидамлиқлиғини вә мунайимлиғини, һаятқа қабилийәтликлигини вә көңүлчәклигини, балиларға хас саддилиғини вә тәбиий тәдбирчанлиғини, зерәкликлигини өзидә муҗәссәмләштүргән. Йәнә келип, бу аддий уйғур аялиниң хусусийәтлири билән пәзиләтлирини қуруқ санап чиқиш–шунчилик җанлиқ, назуқлуқ вә сәмимийәтлик билән тәсвирләнгән романниң қәһримани тоғрилиқ тәсәввур һасил қилалмайду. Гоя сизниң алдиңизда у өзиниң қайғулири вә кечиккән хошаллиқлири, ғәмлири вә тәшвишлири илкидә жүрүп, улар униң жүригини әшу бир җумран җүҗигә охшаш чоқуп-чоқуп қойиду. Пүткүл роман – гоя бир чүштәк яки қәһриманниң өзи билән өзи қурған сөһбәттәк, Сабирә һәдиниң фильм хатирисидәк тәсират қалдуриду. Сабирә һәдә — Немәт ака Исмайиловниң қизи, току моздуз Тохтәмниң аяли (Тохтәмниң атиси Закир ака Пазилов) вә ялғуз оғли Адилниң аниси. Тәбиийки, Адил — Тохтәмниңму оғли. Йүзлигән чоң вә кичик вақиәләрни өз ичигә елип өтмүштә қалған һаят – чүш яки фильм шу дәқиқидә талай ушшақ-чүшәк нәрсиләрни әслитиду. Шу җүмлидин у шәхсий, аиләвий, миллий вә җамаәтчилик арисида болуп туридиған маҗраларниму унтумапту. Бу фильм яки чүш шунчилик устилиқ, шунчилик назуклуқ билән тоқулғанки, бәәйни кәштиләрдики нәқишләрдәк бир-бири билән чирмишип, гирә селишип кәткән. Узун жиптин тоқулған кәштидәк, Сабирә Пазилованиң өмриму әшу бир көзгә көрүнмәйдиған, лекин пишшиқ жип билән аилиси, җутдашлири, хәлқи, өз заманиси – еғир, тола чағларда шәпқәтсиз болған, лекин тәкрарланмайдиған заманиси билән, демәк, әҗайип җошқун һаят зич бағланған. Бу Сабирә қизчақ вақтида, униң анисиниң сөзи билән ейтқанда, “Әң муһими җанни сақлап келиш зөрүр болған, қалғини кейин орниға чүшәр”, дегән заман еди. Сабирәниң атиси Немәт ака, гоя “йоқитип қойған кона, һәқиқитидә болса өз қоли билән йоқ қиливәткән паспортларниң орниға йеңилирини елиш мүмкин болған чағда, миллити адәттики — уйғур” орниға “өзбәк”, дәп йезилған еди…

Паспортларни көрситип, у шундақ дәйдиған:

– Бир уста бир қелипта уйғурниму, өзбәкниму қуюпту, бәри бир әмәсму ким дәп йезилғиниң?

Қизчақ Сабирәниң вуҗудини шу чағда гуман егиләвалғанлиғи ядида: әгәр һәқиқәтән уста бир болуп, бир қелипта өзбәкниму, уйғурниму қуйған болса, әмсә немишкә Ялпуздики барлиқ уйғур өзбәк болушни халайдию, Ялпуздики үч аилидин ибарәт өзбәкләрниң уйғур болуш хиялиғиму кирип чиқмайду. Әгәр устиму бир, қелипму бир болса, у чағда немишкә уйғурлар хитайларниң пайдисиға шпионлуқ қилишқа майил болидую, өзбәкләр ундақ қилишқа майил әмәс болуп чиқиду? Немишкә уйғурларни хитайларниң шпионлири, дәп гәп тарқитишти. Қизчақ, Сабирәни шу чағда мана шундақ гуманлар беарам қилғанлиғи техи ядида.

Кейин Сабирә әргә тегип, Тохтәмниң оғли Адилҗанға һамилдар болған вақитта, бәш ака-укилиридин әң тунҗиси – Салпаң қулақни Ғәрипкә дәҺшәтлик урушқа узитишқа тоғра кәлди. У яқтин Салпаң қулаққиму, Қизил көзгиму, Күлкихумарғиму қайтип келиш несип қилмиди, Пәқәт әң Жиғлаңғуғила, Жирақ Шәриқтә японлар билән җәң қилишип болғандин кейинла, өйигә қайтип келиш несип қилди. Бирақ униңғиму кезик ағриғидин вапат болған, бәш чиши бар ләқими Чашқан укисини тирик көрүшни буйрумиған еди. Кәнҗисиниң арқисидин көп өтмәй аниҗаниму мәңгү көз жумған екән... Аридин икки жил өтүп Сабирә билән Әң Жиғлаңғу атисиниму бақи дунияға узитип қойиду.

Шуниңдин бу ян Сабирә Пазилова йәнә хелә жил һаят кәчүрди, 30 жил фабрикида ишләп, бир еғиз яман гәп аңлимиди, мукапатларға, соғиларға, тәшәккүрләргә егә болуп, “бизниң Гагановамиз” аталди. Лекин у өзиниң моздуз ери току Тохтәм билән биллә шунчә жил әмгәк қилған болсиму, пәқәт өзлириниң яхши намини чиқарғини болмиса, башқа һеч қандақ байлиқ топлимиди. Улар үчүн әң муһими,– өз шәнигә дағ чүшәрмиди. Пенсиягә чиққандин кейин Сабирә һәдә шәһәрдики бир мәһкимигә өй сүпәргүчитехничка болуп ишқа орунлашти. Нәқ мана мошу йәрдә бу мулайим аялға барлиқ дәрт-әдәм чаплишип, жүригигә җүҗә орунлишивелип уни барғансири териқ чоқуғандәк чоқушқа башлиди. Сабирә һәдә адаләтсизликкә, қопаллиққа, алдамчилиққа, икки үзлүклүккә бәрдашлиқ бериши мүмкин әмәс еди. Адил адәмләр үчүн, қәлбигә йеқин адәмләр үчүн бәк көйүнәтти. Ахири, униң үчүн анчә яхши болмиған күнләрниң биридә, Закир акиниң оғли, йәни өзиниң ери Тохтәм билән биллә Бөртмә көз Баратахун қизиниң тойиға бармақчи болуп тәйярлиқ көрүватқан чағда, җүҗә жүрәк қепини чоқуп тешиветип, мәхситигә йәтти, Сабирә җан тәслим қилип, бақи дунияға – һеч ким арамини бузмайдиған дунияға кәтти.

Роман китапхан қәлбигә тәшвиш вә һаяҗанлиниш дәмлирини беғишлиған һалда, уни барлиқ керәксиз-ярамсиз, җа нәрсиләрдин хали қилған, жүрәкни йорутқан вә ой-пикирни йүксәк көтәргән һалда тамамланған.

“Җүҗә вә самолет” романини – умумий инсаний әсәр, дәп аташқа толуқ болиду, чүнки у мәңгүлүк, аддий вә қиммитини йоқатмайдиған қәдрийәтләр – аилиниң муқәррәрлиги, муқәддәслиги тоғрилиқ, байлиқтин вә билимликтин көрә әхлақийлиқниң муһимлиғи тоғрилиқ, инсанийлиқ вә меһриванлиқ тоғрилиқ, өз миллий мәнбәлириңни еһтиятлиқ билән асраш тоғрилиқ, әтрапиңдикиләр билән мунасивәт-муамилидә әдәплик вә сипайә болуш тоғрилиқ йезилған. Әшу Сабирәму һәммигә, йолдиши билән оғлиға, оғли бу яқта турсун, һәтта кичиккинә Пистәк намлиқ иштиғиму инсаний мунасивити әң алий дәриҗидә еди.

Исрайил Ибрагимов романиниң йоруққа чиқиши, нәқ һазирқи вақитта, бизниң заманимизда буниңға охшаш китапларниң нәшир қилиниши – бу интайин яхши нишан, яхши ишарә. Тәкитләймизки, биз үчүн һәммә нәрсә техи йоқимапту, базар мунасивәтлиригә көчүш сәрсанчилиғи, қосақ тойғузуш ғеми вә еһтияҗи мәнивийликниң зөрүрлүгини йоқиталмапту. Демәк, бизниң өлмәс қәлблиримизни исситиш үмүтимиз техи бар екән...
Уважаемый пользователь, вам необходимо зарегистрироваться, чтобы посмотреть скрытый текст!
Уважаемый пользователь, вам необходимо зарегистрироваться, чтобы посмотреть скрытый текст!
Уважаемый пользователь, вам необходимо зарегистрироваться, чтобы посмотреть скрытый текст!
Уважаемый пользователь, вам необходимо зарегистрироваться, чтобы посмотреть скрытый текст!

Password: turklib

Поделитесь записью в соцсетях с помощью кнопок:

Просмотров: 2853
Рейтинг:
  • 5